русийә америкаға ултиматом тапшурди

русийә ташқи ишлар министирлиқи, москвадики америка әлчиханисиға үч америкалиқ дипломат һәққидә ултиматом мәктупи йоллиди.

1717120
русийә америкаға ултиматом тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә таратқулириниң хәвәрлиригә қариғанда, америка әлчиханисиға әвәтилгән ултиматомда, русийә пуқрасиниң шәхсий мал-мүлүклирини оғрилиғанлиқи илгири сүрүлгән америка дипломатлириниң чеқилалмаслиқ һоқуқиниң бикар қилиниши вә уларниң җавабкарлиққа тартилишиниң йолиниң ечилиши тәләп қилинған.

илгири сүрүлишичә, әгәр америка әлчиханиси русийәниң тәлипини рәт қилса, үч дипломат халанмиған шәхс дәп җакарлинип, уларниң русийәдин дәрһал чиқип кетиши тәләп қилинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر