американиң бир су асти парахоти һинди - тинч окйан районида намәлум бир җисимға соқулди

америка қошма иштатлириниң «USS Connecticut» намлиқ бир су асти парахотиниң һинди - тинч окйан районида деңиз астиға чөкүш җәрйанида намәлум бир җисимға соқулғанлиқи билдүрүлди.

1716581
американиң бир су асти парахоти һинди - тинч окйан районида намәлум бир җисимға соқулди

түркийә авази радийоси хәвири: америка деңиз армийәсиниң бу һәқтики байанатида , «USS Connecticut» һинди - тинч окйан районидики хәлқаралиқ деңиз тәвәликидә һәрикәт қиливатқан болуп, 2 – өктәбир чүштин кейин су астиға чөкүш әснасида намәлум бир җисимға соқулди» дегән ибариләргә орун берилди.

соқулуш әснасида һайатқа хәвп йәткүзидиған дәриҗидә йарилиниш әһвалиниң көрүлмигәнликигә ишарәт қилинған байанатта, деңиз бөриси типлиқ тез һуҗум қилиш иқтидариға игә су асти парахотидиму еғир зийан йоқлуқи тәкитләнди.

байанатта: «су асти парахоти (нөвәттә) бихәтәр вә муқим һаләттә болуп, униң йадро иттириш әслиһәлири вә саһәлири тәсиргә учримиди. у толуқ мәшғулат қилалайдиған әһвалда. су асти парахотиниң башқа җайлириниң бузулуш дәриҗиси баһалиниватиду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر