афғанистанда йүз бәргән җамә һуҗумида 100 дин артуқ адәм өлди

афғанистанниң қундуз вилайитиниң сәйид абад районидики шиә мәсчитигә қилинған бомба һуҗумида 100 дин артуқ адәмниң өлгәнлики билдүрүлди.

1716918
афғанистанда йүз бәргән җамә һуҗумида 100 дин артуқ адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан байанатчиси зәбиһуллаһ муҗаһид һуҗумниң җүмә намизи әснасида садир қилинғанлиқини, вәқәдә адәм өлүш вә йарилиниш әһвалиниң көрүлгәнликини билдүргәндин кейин, талибан күчлириниң районға йетип берип, вәқәгә мунасивәтлик тәкшүрүшләрни башлиғанлиқини уқтурди.

дохтурхана мәсуллири, һуҗумда өлгәнләр саниниң 100 дин ешип кәткәнликини уқтурди.

нәқ мәйдандики әһвалларни көргүчиләрниң билдүрүшичә, бу бир өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум икән.

буниңдин илгири афғанистандики шиәләргә қаритилған һуҗумларниң көпинчисиниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш үстигә алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر