малида террорлуқ һуҗуми йүз берип нурғун әскәр өлди

малида һәрбий аптомобил әтритигә қилинған һуҗумда 9 әскәр һайатидин айрилди.

1716256
малида террорлуқ һуҗуми йүз берип нурғун әскәр өлди

түркийә авази радийоси хәвири: мали армийәсиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, бандиагара шәһири әтрапида, һәрбий аптомобил әтрити террорчи гуруппиларниң партлатқуч арқилиқ қилған һуҗумиға учриған, һуҗумда 9 әскәр җенидин айрилған, 11 әскәр йариланған, 3 аптомобил вәйран болған.

байанатта тәкитлинишичә, һуҗумдин кейин, 15 террорчи бир тәрәп қилинған, 20 мотосиклит қолға чүшүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر