ла палма айродуруми йанар тағ күллири сәвәбидин тақилип қалди

испанийәниң ла палма арилидики кумбер века йанар теғидин чиққан күлләр сәвәбидин аралдики айродурум йәнә учушқа тақалди.

1716327
ла палма айродуруми йанар тағ күллири сәвәбидин тақилип қалди

испанийәниң ғәрбий җәнубида апәт райони дәп елан қилинған ла палма арилидики кумбер века йанар теғи лава вә күл чечишни давамлаштурмақта. испанийә айродром башқуруш оргини AENA ниң байанатида, йанар тағдин чиққан күлниң айродромдики паалийәтләрниң тохтишиға сәвәб болғанлиқи билдүрүлди. байанатта, «ла палма айродроми күл йиғилип қалғанлиқтин мәшғулат қилмайватиду. бекитилгән келишимләр иҗра қилинивайватиду, бизниң муһим ишимиз бихәтәрлик» дейилди испанийә айродром башқуруш оргини AENA ниң байанатчиси айродромниң һазирчә паалийәт қилмайдиғанлиқини тәкитләп, учуш йолида тазилаш хизмәтлири елип берилиши керәкликини ейтти. айродром буниңдин елгири 9-айниң 25-күниму тақалған болуп, 19-сентәбирдә йүз бәргән йанар тағ партлаштин буйан иккинчи қетим тақалған болди. йанар тағдин еқиватқан лава аралдики миңдин артуқ қурулмиға зийан салған болуп, булардин 880 и пүтүнләй вәйран болған. 6000 дин артуқ киши өйлиридин айрилишқа мәҗбур болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر