туниста һәрбий тик учар айропилан чүшүп кәтти

тунисниң ғабс вилайитидә һәрбий тик учар айропилан чүшүп кетип үч әскәр қаза қилди.

1715414
туниста һәрбий тик учар айропилан чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: тунис дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси муһәммәд зәкри, һәрбий тик учарниң дөләтниң шәрқий җәнубидики ғабс вилайитидә чүшүп кәткәнликини؛ вәқәдә үч әскәрниң қаза қилғанлиқини, вәқәниң сәвәбини тәкшүрүш үчүн нәқ мәйданға һәрбий техника әтритиниң әвәтилгәнликини билдүрди.

байанатчи зәкри, вәқәниң бүгүн кечә һәрбий маневир җәрйанида йүз бәргәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر