ливанда 28 тонна аммоний нитрат қолға чүшүрүлди

ливанниң сүрийә чеграсидики арсал базирида 28 тоннидин артуқ аммоний нитрат қолға чүшүрүлди. ливан армийәси үч кишиниң қолға елинғанлиқини елан қилди.

1715498
ливанда 28 тонна аммоний нитрат қолға чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ливан армийәси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта , игиләнгән истихбаратқа асасән бәқа вилайитигә қарашлиқ арсал базиридики бир май қачилаш понкитиға 4-өктәбирдә бесип керип тәкшүрүш һәрикити елип берилғанлиқи билдүрүлди. май қачилаш понкитида тағарларға қачиланған 28 тонна 275 килогирам аммоний нитратниң қолға чүшүрүлгәнлики вә бу аммоний нитратниң %26 азотни өз ичигә алидиғанлиқи әскәртилди.

бесип керип тәкшүрүш җәрйанида бирси ливан пуқраси,  2 нәпири сүрийәлик, җәмий 3 кишиниң назарәткә елинғанлиқи вә бу мәсилә тоғрисида тәкшүрүшниң башланғанлиқи уқтурулди.

2020-йили 8-айниң 4-күни бейрут портида партлатқуч дора сақлиниватқан амбарға от кетип, чоң партлаш йүз бәргән вә пүтүн шәһәрни зилзилигә салған иди.

партлашта 200 дин артуқ адәм қаза қилған, 6000 дин артуқ киши йариланған 1000 дин көпрәк киши мейип болуп қалған вә 300 миң киши өй-маканлиридин айрилип қалған иди.

пирезидент мишәл авни порттики партлашқа  6 йилдин буйан амбарда сақланған 2750 тонна аммоний нитрат сәвәб болғанлиқини ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر