йапонийәдә баш вәзир фумио кабинети вәзипә өтәшкә башлиди

йапонийәдә парламент йиғинида дөләтниң 100-баш вәзири болуп сайланған вә кабинети билән бирликтә рәсмий вәзипә өтәшкә башлиған кишида фумио иқтисадни «йахшилайдиғанлиқи» тоғрисида вәдә бәрди.

1714745
йапонийәдә баш вәзир фумио кабинети вәзипә өтәшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: баш вәзир кишида фумио, пайтәхт токйода өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, вәзипә тапшурған кабинети билән бирликтә әң муһим хизмәт күнтәртиплириниң, «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш болидиғанлиқини ейтти, һәмдә «ковид – 19» йуқуминиң тәсири астидики дөләтниң иқтисадини йахшилаш тоғрулуқ вәдә бериш билән бир вақитта, әң қисқа вақит ичидә иқтисадий пилан лайиһәси сунушни ойлишиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «хәлқимиз бу пилан лайиһәсигә маслишип маслашмайдиғанлиқини қарарлаштуртуруши лазим.»

хитайниң районлуқ паалийәтлири алдида америка қошма иштатлири билән иттипақлишип «әркин вә очуқ һинди-тинч окйан» пиланини ишқа ашуридиғанлиқини қәйт қилған кишида, мундақ деди: «йапонийә һазирқи һаләтниң бир тәрәплимә һалда зорлуқ билән өзгәртиветилишигә қарши туриду.»

у, шималий корейә тәрипидин қолға елинған йапонийә пуқралири мәсилисини «күн тәртипиниң әң муһим нуқтиси» дәп тәсвирләп мундақ деди: « (йапонийә пуқралири) ни қайтуруп келиш үчүн пүтүн күчимиз билән тиришимиз, мән бу һәқтә (шималий корейә рәһбири) ким җоңун билән алдинқи шәртсиз көрүшүшкә тәййармән.»

йапонийә императори нарухито тәрипидин империйә сарийида қобул қилинған кишида кабинети, рәсмий вәзипә өтәшкә башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر