америкада нефит еқип кетиш сәвәбидин калифорнийәниң җәнубидики деңиз саһили тақиветилди

америка калифорнийә иштатиниң җәнубий деңиз қирғиқидики нефит еқип кетиш вәқәсини байқаш вә тазилаш хизмитини давамлаштурмақта.

1714907
америкада нефит еқип кетиш сәвәбидин калифорнийәниң җәнубидики деңиз саһили тақиветилди

түркийә авази радийоси хәвири: райондики деңиз саһили вә белиқчилиқ мәйданлири тақиветилди, алақидар мәсуллар нефит еқишниң тохтиғанлиқини мөлчәрлигәнликини әмма мәнбәсини ениқлаш хизмитиниң давамлишиватқанлиқини елан қилди.

район хәлқи деңиз сүйигә кириштин агаһландурулди.

хантиңтон деңиз саһили шәһәр башлиқи ким карр 3- өктәбир кәчтә өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, үч миң варил (409 тонна) дин артуқ хам нефитниң 33 квадрат километирға тарқалғанлиқини елан қилған иди.

йиғинда 14 тазилаш парахотиниң 70 варилдин артуқ нефит тазилиғанлиқи вә еқип кетишиниң алдини елиш үчүн 1.5 киломитирлиқ қоғдаш тосиқи  қурулғанлиқи билдүрүлгән иди.

иштатниң җәнубидики хантиңтон деңиз саһили вә нйупорт деңиз саһилидин 8 киломитир йирақлиқта 30 метир чоңқурлуқтики нефит турубба линийәсидә нефт еқип кетиш һадисиси байқалған иди.

йәнә бир тәрәптин, «ABC» қанилида, район хәлқиниң 1 – өктәбирдә деңиз йүзидики май қатлимини вә май пуриқини байқиғанлиқи, әмма нефит линийисиниң 2-өктәбир кәчтә тақалғанлиқи билдүрүлүп, мәсулларниң һәрикәткә өтүшә кечикип қалғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

«CNN» қанилиниң зийаритини қобул қилған апелсин наһийәси әмәлдари катрина фолей райондики екологийәлик қоғдаш райони һесаблинидиған талберт маршниң нефит билән қапланғанлиқини вә әтрәтләрниң һайванларни қутқузуш үчүн тиришиватқанлиқини ейтти.

бу қетимқи нефт еқип кетиш һадисиси, калифорнийә тарихидики әң чоң нефит еқип кетиш вәқәлиридин бирси дәп қаралмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر