йавропа иттипақи сәуди әрәбистан билән һәмкарлиқ келишими имзалиди

йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел сәуди әрәбистан билән һәмкарлиқ келишими имзалиғанлиқини елан қилди.

1714131
йавропа иттипақи сәуди әрәбистан билән һәмкарлиқ келишими имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: боррел тивиттер һесабида елан қилған байанатида, сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадта ташқи ишлар министири файсал бин фәрхан билән сийасәт, иҗтимаий иқтисад, бихәтәрлик вә башқа мәсилиләрдә мунасивәтләрни даимлиқ алақилишиш арқилиқ тәрәққий қилдурүш үчүн һәмкарлиқ келишими имзалиғанлиқини билдүрди.

боррел сәуди әрәбистан билән болған тунҗи кишилик һоқуқ диалогиниму башлиғанлиқлирини тәкитләп, бу һәптә «һәмкарлиқтики иҗабий һәрикәтләндүргүч күчләр» ниң намайан болғанлиқини уқтурди.

боррел парис қолтуқи райониға қилған тунҗи зийарити даирисидә, қатар вә әрәб бирләшмә хәлипиликидин кейин сәуди әрәбистанға йетип барған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر