исраилийә ички ишлар министири: йәһудий көчмәнләрниң һуҗуми террорлуқ һәрикитидур

исраилийә ички ишлар министири йаир лапид, йәһудий көчмәнләрниң түнүгүн ишғал астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида пәләстинликләргә қилған һуҗумини «террорлуқ һәрикити» дәп атап, наразилиқ билдүрди.

1712579
исраилийә ички ишлар министири: йәһудий көчмәнләрниң һуҗуми террорлуқ һәрикитидур

түркийә авази радийоси хәвири: йаир лапид, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, йәһудий көчмәнләрниң түнүгүн ишғал астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиға җайлашқан әлхәлил шәһиригә қарашлиқ мәсапер йатта райони әтрапида пәләстинликләргә қилған һуҗумини «террорлуқ һәрикити» дәп атиди вә буниңға наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «бу зораванлиқ вәқәси қорқунчлуқ террорлуқ һәрикитидур, бу һәргизму нә исраилийә нә йәһудийларниң тутқан йоли әмәстур, әксичә бу зораванлиқтур вә хәтәрлик шәкилдики чекидин ешиштур.»

йәһудий көчмәнләр, түнүгүн месапер йатта районида пәләстинликләргә һуҗум қилған, вәқәләрдә бири бала болуп, җәмий 12 киши йариланғаниди.

райондики деһқанларниң өчкилириниму пичақлиған зораванлар, пәләстинликләрниң өйлири вә аптомобиллирини  чалма-кесәк қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر