америка билән хитайниң һәрбий сөһбәт йиғини ахирлашти

америка қошма иштатлири билән хитай армийәлириниң икки дөләт оттурисидики риқабәтни мәсулийәтчанлиқ билән башқурушни мәқсәт қилған икки күнлүк сөһбитиниң тамамланғанлиқи елан қилинди.

1712908
америка билән хитайниң һәрбий сөһбәт йиғини ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи — пентагон байанат елан қилип, американиң хитайға мунасивәтлик мәсилиләргә мәсул муавин дөләт мудапиә министири майкел чәйс сәйшәнбә вә чаршәнбә күнлири хитайниң майор генерали хуаң шөпиң билән телефон йиғини өткүзгәнликини уқтурди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси лейтенант полковник мартин мейнерс, очуқ алақә линийәсини сақлап қелишни чөридәп ечилған телефон йиғининиң, риқабәтни мәсулийәтчанлиқ билән башқурушни мәқсәт қилидиғанлиқиға ишарәт қилди.

мейнерс, тәрәпләрниң америка - хитай мудапиә мунасивитигә тәсир йәткүзидиған мәсилиләр тоғрисида чоңқур вә очуқ сөзләшкәнликини әскәртти.

вашингитонниң һинди-тинч окйан районидики иттипақдашлири билән ортақ пиринсипни сақлап қелиш вәдисини ениқ оттуриға қойғанлиқини билдүргән мейнерс: «һәр икки тәрәп алақә йоллирини очуқ тутушта ортақ тонуш һасил қилди» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

хитай тәрәп бу сөһбәт тоғрисида техи рәсмий байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر