мадрид йуқум чәклимилирини пүтүнләй бикар қилишни қарар қилди

испанийәдики 17 аптоном һөкүмәтниң бири, шундақла испанийәниң пайтәхти җайлашқан мадрид, һазирғичә йолға қойулған ковед-19 чәклимилирини 4 – өктәбирдин башлап пүтүнләй бикар қилишни қарар қилди.

1712679
мадрид йуқум чәклимилирини пүтүнләй бикар қилишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мадрид аптоном һөкүмити башлиқи исабел диаз айусо: «дүшәнбә күнидин башлап йепиқ вә очуқ маканларниң сиғимчанлиқиға қарита бәлгиләнгән барлиқ чәклимиләрни бикар қилимиз. йуқумдин илгирикигә охшаш йашашни вә саламәтликни иқтисад билән бирләштүргән бир җәмийәт болушни давамлаштуримиз» деди.

мадридта келәр һәптиниң бешидин башлап, иқтисадий вә иҗтимаий паалийәтләр өткүзүлидиған орунларда ибадәтханилар, той-төкүн, дәпнә мурасими, меһмансарай, сода орунлири, күтүпханилар, музей, кинохана, тийатирхана вә консерт заллири, көңүл ечиш орунлири қатарлиқ очуқ вә йепиқ җайлардики чәклимиләр бикар қилиниду.

мадридқа әгишип алдимиздики бир қанчә һәптә ичидә дөләт тәвәликидики башқа аптоном һөкүмәтләрниңму чәклимиләрни пүтүнләй бикар қилиши тәхмин қилинмақта.

игилинишичә, мадридта ковид -19 ваксинисини әмләшни тамамлиған 18 йаштин йуқириларниң район нопуси билән болған нисбити %90 гә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر