бейҗиң: аукус келишими райондики йадро қораллинишни күчәйтиветиши мумкин

хитай ташқи ишлар министири ваң йи малайшийа вә бруней ташқи ишлар министирлири билән өткүзгән телефон сөһбити җәрйанида аукус келишими тоғрисида тохталди.

1712637
бейҗиң: аукус келишими райондики йадро қораллинишни күчәйтиветиши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: бейҗиң, америка қошма иштатлири, әнглийә вә австралийә оттурисида имзаланған «аукус (америка, әнглийә вә австралийә) алаһидә бихәтәрлик келишими»ниң районда йадро кеңийишини ашуруветиши еһтимали барлиқини ейтип агаһландурди.

хитай ташқи ишлар министири ваң йи малайшийа вә бруней ташқи ишлар министирлири билән өткүзгән телефон сөһбити җәрйанида аукус келишими тоғрисида тохталди.

ваң йи аукусниң районда йадро қораллинишни қозғитиш вә буниң түрткисидә райондики қорал-йарағ риқабитини улғайтиветиш еһтимали барлиқини илгири сүрди.

хитай, шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи вә башқа район дөләтлириниң ортақ тиришчанлиқи сайисида бу районниң дунйаниң әң һайатий күчкә толған вә әң тез тәрәққий қиливатқан райониға айланғанлиқиға ишарәт қилған министир ваң, йадро вә омумий қораллинишниң районниң гүллиниши вә муқимлиқиға зийан йәткүзидиғанлиқини ейтти.

у йәнә, аукусниң районда «соғуқ мунасивәтләр уруши» роһий һалитиниң қайтидин җанлинишини кәлтүрүп чиқириш мумкинчилики барлиқиға ишарәт қилди.

австралийә, америка вә әнглийә қатарлиқ үч дөләт хитайниң райондики күнсери ешиватқан күчигә қарши һәрикәт қоллинип, 16 - сентәбирдә «аукус» намлиқ бихәтәрлик һәмкарлиқи келишими имзалиған вә келишимниң роһиға асасән, австралийәниң аделайде шәһиридә кәм дегәндә 8 йадро енергийәлик су асти парахотиниң йасилидиғанлиқи елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر