суданда даеш террорлуқ тәшкилати 5 сақчини өлтүрди

суданниң пайтәхти хартумниң җәнубида терролруқ тәшкилати даешқа қарши елип берилған һәрикәттә, 5 сақчиниң өлтүрүлгәнлики вә даешқа тәвә 11 чәтәллик террорчиниң тутулғанлиқи елан қилинди.

1712361
суданда даеш террорлуқ тәшкилати 5 сақчини өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: судан баш разведка оргининиң байанатиға асасланғанда, даеш әзалири турушлуқ җайларға бесип кириш җәрйанида йүз бәргән тоқунушта, 5 сақчи қаза қилип, 1 сақчи йариланған. һәрикәттә даешқа әза охшимиған милләтләрдин 11 терорчи назарәткә елинған.

қечип кәткән 4  террорчини тутуш тиришчанлиқлири давамлашмақта.

тоқунушта һайатидин айрилған сақчиларға игилик һоқуқ кеңишиниң рәиси абдулфәттаһ әл бурһан билән баш министир абдулла һәмдук тәзийәнамә елан қилған.

 


خەتكۈچ: #даеш , #судан

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر