гиретсийәдики панаһланғучилар лагерида чоң от апити йүз бәрди

гиретсийәниң самос арилидики вати панаһланғучилар лагерида чоң от апити йүз бәрди.

1708011
гиретсийәдики панаһланғучилар лагерида чоң от апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә көчмәнләр министирлиқи байанат елан қилип, «лагерниң ғәрбидики ташландуқ газармида от апити йүз бәрди. лекин у йәрдики кишиләр үчүн һечқандақ хәвп йоқ. лагердики кишиләр тарқақлаштурулди» деди.  

балиларни өз ичигә алған нурғун сандики көчмәнләр вати лагериға йеқин бир аптомобил тохтитиш мәйданиға йиғилди.

даириләрот апитини контрол қилиш үчүн 6 от өчүрүш аптомобилиниң нәқ мәйданға әвәтилгәнликини билдүрди.

башқа дөләткә йоллиниши күтүливатқан 300 дин 500 гичә көчмән турушлуқ бу лагер бу һәптә тақалмақчи иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر