хитай авкес келишимни әйиблиди

хитай ташқи ишлар министирлиқи америка, әнглийә вә австиралийә тәрипидин имзаланған вә канберраниң йадро су асти парахотлириға игә болушиға йардәмчи болидиған йеңи хәвпсизлик келишимини әйиблиди.

1707144
хитай авкес келишимни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси җав лиҗйән бейҗиңда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, хитайниң америка, әнглийә вә австиралийә тәрипидин имзаланған хәвпсизлик шериклик «авкес келишими» (Aukus) ни йеқиндин көзитиватқанлиқини билдүрди.

байанатчи җав фамилилик йеңи хәвпсизлик шерикликниң районниң тинчлиқиға вә муқимлиқиға зийан салидиғанлиқини әскәртип: «авкес районниң тинчлиқиға вә муқимлиқиға еғир зийан салиду, қораллиниш риқабитини күчәйтиветиду вә хәлқарада йадро қораллириниң тарқилишиниң алдини елиш тиришчанлиқлириға зийан бериду» деди.

җав фамилилик хәвпсизлик шериклик келишимини имзалиған дөләтләрниң йадро експортини геополитик ойунлар үчүн вастә қилип пайдилиниватқанлиқини йәнә бир қетим испатлиғанлиқини илгири сүрди.

америка пирезиденти байдин, әнглийә баш вәзири борис җонсон вә австиралийә баш министири скот моррисон (Scott Morrison) ортақ хитабнамә елан қилип, үч дөләт исминиң инглизчидики қисқартилиши болған «авкес» намлиқ йеңи хәвпсизлик шериклик мунасивитиниң башланғанлиқини җакарлиған иди.

хитабнамидә, австиралийәниң йадро су асти парахотлириға игә болалишини капаләткә игә қилиш үчүн йардәм қилинидиғанлиқи қәйт қилинди.

хитабнамидә йәнә, австиралийә игә болидиған йадро су асти парахотларниң һинди-тинч окйанда муқимлиқ үчүн ишлитилидиғанлиқи вә бу дөләтләрниң ортақ қиммәтлири билән мәнпәәтлиригә һәссә қошуш үчүн пайдилинилидиғанлиқи әскәртилди.

мәзкур дөләтләр келишимни, хитайниң һинди-тинч окйан районида зорийиватқан һәрбий мәвҗутлуқиға қарши өз мәнпәәтлирини қоғдаш үчүн һайатий әһмийәткә игә дәп ойлайду.

әнглийәниң «х м с ханиш елизабет» (HMS Queen Elizabeth) намлиқ авийаматкаси өткән һәптә хитайниң барғансери күчийиватқан тәсиригә қарши туруш йүзисидин һинди-тинч окйан райониға орунлаштурулған иди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر