прайс: түркийә билән қатар нормал һава қатнишини капаләткә игә қилишқа тиришмақта

америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчи нед прайс, түркийә билән қатарниң кабул айродуруминиң хизмитини әслигә кәлтүрүшкә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүрди.

1706690
прайс: түркийә билән қатар нормал һава қатнишини капаләткә игә қилишқа тиришмақта

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчи нед прайс, кабул айродурумидин қатнаватқан һөддигәр айропиланлар биилән бирликтә нормал йолучилар айропиланлириниңму қатнишини капаләткә игә қилиш үчүн түркийә билән қатарниң тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүрди.

нед прайс күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида афғанистанниң нөвәттики вәзийти тоғрисида тохталди؛ у кабулдики һамид карзай хәлқара айродромидин һөддигә елинған айропиланларниң аста-аста учушқа башлиғанлиқини, даимлиқ йолучилар айропиланлириниң қатнашқа башлишиниң һәм афғанистан хәлқи, һәм хәлқара җәмийәт һәмдә талибанлар үчүн муһим икәнликини ейтти.

мазар-шәрифтин қатнаш башлиши күтүлүватқан нөвәтчи айропиланларниң һазирғичә қатнийалмаслиқи мәсилисигә йеқиндин диққәт қиливатқанлиқлирини билдүргән прайс, мазар – шәриф айродуруминиң авийатсийә қатнишини башлиши керәкликини вә өзлириниң буниң үчүн тиришиватқанлиқини қәйт қилди.

байанатчи йәнә, 31-авғусттин буйан36 америка пуқраси билән америкада туруш кинишкиси бар 24 кишиниң афғанистандин тарқақлаштурулғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر