қатар ташқи ишлар абдурраһман алсани афғанистанни зийарәт қилди

талибан афғанистанда вақтлиқ һөкүмәтни елан қилғандин кейин, тунҗи йуқири дәриҗилик чәт әл әмәлдариниң бу дөләткә қилған зийарити әмәлгә ашти.

1705808
қатар ташқи ишлар абдурраһман алсани афғанистанни зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар ташқи ишлар министири абдурраһман алсани афғанистанда талибан вақитлиқ һөкүмити қурулғандин кейин афғанистанни зийарәт қилған тунҗи чәт әл йуқири дәриҗилик әмәлдари болуп қалди.

алсани талибан вақитлиқ һөкүмитиниң баш министири молла муһәммәд һәсәнахун вә йеңи кабентниң әзалири билән көрүшти.

хәлқара җәмийәтниң күнтәртипидә, талибан вақитлиқ һөкүмити билән орнитилидиған мунасивәтләр турмақта.

фирансийә ташқи ишлар министири ле җйан талибанниң һәммини өз ичигә алидиған вә вәкиллик қилидиған һөкүмәт қуруш вәдисидә турмиғанлиқини билдүрүп: «фирансийә бу һөкүмәтни етирап қилмайду вә һәр түрлүк мунасивәт орнитишни рәт қилиду» деди.

кабулдики һамид карзайи хәлқара айродурумида, сентәбир ейи (2021) дин буйан түркийә билән қатарниң техникилиқ йардими астида ички линйәләрдә айропилан сәпәрлири қилиниватқан болуп, айропилан сәпәрлири һәр күни дегүдәк ашмақта. чәт әлгә қилинидиған айропилан сәпәрлири болса, инсанпәрвәрлик йардәмлири үчүнла чәклинип қалған вәзийәттә.

талибан хәлқаралиқ айропилан сәпәрлириниң башлиниши үчүн бәзи техникилиқ мәсилиләрниң барлиқини вә буниң қисқа вақит ичидә һәл қилинидиғанлиқини билдүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر