америка соти түркийәдин елип қечилған тарихи йадикарлиқни түркийәгә қайтурушни рәт қилди

америка әдлийә тармақлири түркийәдин елип қечилған «йилдиз овчиси» (Guennol Stargazer) дәпму билинидиған 5000 йиллиқ тарихқа игә мәрмәр тарихи йадикарлиқни түркийәгә қайтуруш тәлипини рәт қилди.

1705061
америка соти түркийәдин елип қечилған тарихи йадикарлиқни түркийәгә қайтурушни рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң нйу-йорктики мәрмәр бутни қайтуруш үчүн йадикарлиқни сетишқа қойған майкел стейнхард вә киристи талаштуруп сетиш орни үстидин сунған әрзи һәққидә ахирқи һөкүм чиқти.

сот мәһкимиси килийа типидики бутларниң анадолудин башқа йәрдә вә дөләтләрдә елип берилған қезишларда тепилмиғанлиқини, бу йадикарлиқниң түркийәниң дөләт мүлки икәнликини, майкел стейнхардтниң түркийәдин елип қечилған лидийа хәзинисини сатқанлиқини, «JJ Klejman» исимлик ​​содигәрдин мәрмәр бутни сетивалғанлиқини, һәмдә стейнхардтниң сот җәрйанида бу асарә-әтиқиләрниң мәнбәсиниң түркийә икәнликини инкар қилмиғанлиқини билидиған туруғлуқ, йадикарлиқниң түркийәгә өткүзүп белишини рәт қилди.

делоға мәсул сотчи алисон натан, бу тарихий йадикарлиқниң 2017-йили киристи талаштуруп сетиш орни тәрипидин сетилип болғучә түркийәниң һәрикәткә өтмигәнликини вә әрз сунушта кечиккәнликини баһанә қилип, түркийәгә өткүзүп бериш тәлипини рәт қилди.

түркийәдин елип қечилған тарихи йадикарлиқ 2017-йили нйу-йорктики киристи талаштуруп сетиш орнида тәхминән 14 милйон 500 миң долларға сетилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر