шималий македонийәдә бир дохтурханида йүз бәргән от апитидә 10 киши қаза қилди

шималий македонийәниң ғәрбий шимали райониға җайлашқан қалқандәлән шәһиридә ковид-19 бимарлири давалиниватқан мәркәздә йүз бәргән от апитидә дәсләпки мәлуматларға асасланғанда 10 киши қаза қилған.

1705127
шималий македонийәдә бир дохтурханида йүз бәргән от апитидә 10 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий македонийә сәһийә министирлиқи қалқандәлән шәһиридә кечидә от апити йүз берип, адәм өлүш вәқәси көрүлгәнликини елан қилди.

министирлиқниң байанатида, «һазирғичә от апитидә он кишиниң қаза қилғанлиқи җәзмләштүрүлди. әмма бу сан көпийиши мумкин» дейилди.

отниң контрол қилинғанлиқи вә йариланғанларниң пайтәхт ускупқа йөткәлгәнлики уқтурулди.

шималий македонийә баш министири зоран зайеф иҗтимаий алақә торидики учурида, чоң паҗиә йүз бәргәнликини тәкитләп, «от апитигә партилаш сәвәб болди. от өчүрүлди, әмма нурғун адәмләрму қаза қилди. һайат қутқузуш күриши йәнила давамлашмақта» дегән сөзләрни ишләтти.

баш министир зоран зайеф һайатидин айрилғанларниң туғқанлириға тәзийә билдүрди вә йариланғанларниң тезрәк әслигә келишини тилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر