йапонийә путинниң тақим араллири пиланиға қарши икәнликини җакарлиди

йапонийә һөкүмити русийә пирезиденти виладимир путинниң «курил тақим арилида таможнисиз район қуруш вә мәбләғ салғучи чәт әл ширкәтлирини 10 йил бойичә баҗтин кәчүрүм қилиш» пиланиға қарши чиқти.

1704543
йапонийә путинниң тақим араллири пиланиға қарши икәнликини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә ички кабинети баш катипи като катсонобу, путинниң русийәниң виладивосток шәһиридә өткүзүлгән шәрқий иқтисад мунбири йиғинида оттуриға қойған курил тақим араллириға мунасивәтлик пиланиға етираз билдүрди.

като, курил тақим арилида таможнисиз район қуруш пиланиниң, йапонийә билән русийәниң бу араллардики иқтисадий паалийәтләргә мунасивәтлик илгирики келишимлиригә хилап  икәнликини оттуриға қойди.

у, бу пиланниң өз дөлитиниң аралларға тутуватқан мәйданиға зит икәнликини әскәртип, буниң икки дөләтниң иқтисадий паалийәтләр тоғрисидики давамлишиватқан сөһбәтлиригиму хилап икәнликини тәкитлиди.

като, йапонийәниң қануний орниға зийан йәткүзмәй туруп, араллардики иқтисадий паалийәтләрни давамлаштурушни мәзмун қилған қанун лайиһәсиниң москва һөкүмитигә сунулғанлиқини билдүрди.

путин, русийәдә «җәнубий корил», йапонийәдә «курил районлири» дәп атилидиған икки дөләт оттурисидики территорийә маҗирасиға сәвәб болуп келиватқан курил тақим араллиридики таможнисиз сода райониға мәбләғ салидиған йапон вә чәт әл ширкәтлиридин 10 йил бойичә баҗниң кәчүрүм қилинидиғанлиқини оттуриға қойғаниди.

совет иттипақи 1945-йили иккинчи дунйа уруши ахирлашқандин кейин, йапонийәниң тинч окйанни охотск деңизидин айрип туридиған 1300 километир узунлуқтики курил тақим араллирини өзигә қошувалғаниди.

қошувелинғандин кейин йапонийә «шималий районлар» дәп атайдиған земин торисида ихтилап йүз бәргәнлики үчүн, русийә билән йапонийә оттурисидики тинчлиқ шәртнамиси имзалаш сөһбәтлири үнүмгә еришәлмәй кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر