сәуди әрәбистан үч дөләткә қаратқан сайаһәт чәклимисини бикар қилди

сәуди әрәбистан әрәб бирләшмә хәлипилики, җәнубий африқа вә аргентинаға қаритилған сайаһәт чәклимисиниң бикар қилинғанлиқини уқтурди.

1704669
сәуди әрәбистан үч дөләткә қаратқан сайаһәт чәклимисини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан рәсмий хәвәр агентлиқи – SPA, ички ишлар министирлиқиниң йуқум түпәйли әрәб бирләшмә хәлипилики, җәнубий африқа вә аргентинаға қойулған чәклиминиң бүгүндин башлап әмәлдин қалдурулғанлиқини уқтурғанлиқини хәвәр қилди.

мәзкур үч дөләттин барғанларниң сәуди әрәбистанға кирәләйдиғанлиқи, сәуди әрәбистан пуқралириниңму мәзкур дөләтләргә баралайдиғанлиқи билдүрүлгән байанатта, бу қарарниң ковед-19 йуқум әһвалини йеқиндин көзәткән сағламлиқ органлириниң көрсәтмиси вә йуқумниң дунйадики әһвалиға асасән чиқирилғанлиқи әскәртилди.

сәуди әрәбистан 7-айда йуқум сәвәбидин әрәб бирләшмә хәлипилики, вйетнам вә ефийопийә билән өзара айропилан қатнишиниң тохтитилғанлиқини елан қилғаниди.

рийад һөкүмити февралда сәуди әрәбистан пуқралири, дипломатлар, сәһийә хадимлири вә уларниң аилә – тавабиатлирини мустәсна қилған һалда әрәб бирләшмә хәлипилики, аргентина вә җәнубий африқа қатарлиқ 20 дөләттин кәлгәнләрниң дөләт тәвәликигә киришни чәклигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر