мексиканиң герреро өлкисидә 7 бал йәр тәвриди

дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, йәр тәврәштә бир киши қаза қилған.

1704403
мексиканиң герреро өлкисидә 7 бал йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: мексика дөләтлик йәр тәврәш идариси, йәр тәврәшниң дөләтниң җәнубидики герреро өлкисигә қарашлиқ акапулко шәһириниң шәрқий җәнубида йүз бәргәнликини елан қилди.

америка деңиз ташқини агаһландуруш системиси йәр тәврәштин кейин деңиз ташқини агаһландуруши елан қилди.

йәнә бир тәрәптин, америка геологийәлик тәкшүрүш идариси йәр тәврәшниң һәҗимини дәсләптә 7.4 бал дәп елан қилип, кейин  7 балға өзгәртти.

мичокан, җалиско вә пайтәхт мексика шәһириниңму йәр тәврәшниң тәсиригә учриғанлиқи елан қилинди.

йәр тәврәштә бир кишиниң қаза қилғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر