бейҗиң: биз афғанистандики йеңи һөкүмәт билән алақини давамлаштурушқа тәййар

хитай һөкүмити, афғанистандики йеңи һөкүмәт вә униң рәһбәрлири билән алақини давамлаштурушқа тәййар икәнликини елан қилди.

1704553
бейҗиң: биз афғанистандики йеңи һөкүмәт билән алақини давамлаштурушқа тәййар

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчи ваң венбин пайтәхт бейҗиңда өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитайниң афғанистандики йеңи һөкүмәтни етирап қилидиған йаки қилмайдиғанлиқи тоғрисидики соалға җаваб берип, бейҗиң һөкүмитиниң афғанистандики йеңи һөкүмәт вә униң рәһбәрлири билән алақини давамлаштурушқа тәййар икәнликини билдүрди.

у хитайниң афғанистанниң игилик һоқуқи, мустәқиллиқи вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر