бәшшар әсәд қисимлири идлиб мәркизигә һуҗум қилди

сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийитиниң ғәрбий шималдики идлиб вилайитиниң мәркизигә қилған һуҗумда, дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, төт пуқра җенидин айрилди, икки пуқра йариланди.

1704316
бәшшар әсәд қисимлири идлиб мәркизигә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: идлибниң шәрқий җәнубидики сәракиб наһийәсигә орунлашқан вә иранниң қоллиши астидики террорист гуруппилардин тәшкилләнгән бәшшар әсәд һакимийитиниң қораллиқ күчлири, шәһәр мәркизигә еғир типлиқ қораллар билән һуҗум қилди.

сүрийә пуқралар қоғдиниш тәшкилатиниң мәлуматлирида көрситилишичә, һуҗумда бир айал вә бир кичик балини өз ичигә алған төт пуқра җенидин айрилған, икки пуқра йариланған.

йаридарларниң әтраптики дохтурханиларға апирилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر