америка бир аилә америкалиқниң афғанистандин қечип чиқишиға йардәм қилди

америка 30-авғуст афғанистандин пүтүнләй чекинип чиққандин кейин тунҗи қетим бир аилиниң афғанистандин чиқип кетишигә йардәм бәрди.

1703686
америка бир аилә америкалиқниң афғанистандин қечип чиқишиға йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка таратқулириниң америкалиқ әмәлдарларни асас қилған хәвәрлиригә қариғанда, бир америка пуқраси вә униң балилири американиң йардими билән афғанистандин қуруқлуқ арқилиқ бир қошна дөләткә қечишқа мувәппәқ болған.

мәзкур кишиләрниң қуруқлуқтики бир чеграда америка әлчиханиси хадимлири тәрипидин қарши елинғанлиқини билдүргән америкалиқ әмәлдар, бихәтәрликни нәзәрдә тутуп, қечиш йоли һәққидә тәпсилий учур билән тәминләштин өзини қачурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر