талибан вақитлиқ һөкүмитини елан қилди

талибан түнүгүн (2021-йили 6-сентәбир) афғанистанни пүтүнләй контроллуқиға алғанлиқини елан қилғандин кейин, бүгүн (7-сентәбир) молла муһәммәд һәсән башчилиқида «вақитлиқ һөкүмәт» ниң қурулғанлиқини җакарлиди.

1704175
талибан вақитлиқ һөкүмитини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан байанатчиси забиһуллаһ муҗаһид пайтәхт кабулда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, «вақитлиқ һөкүмәт» тин орун алидиған кишиләрниң исимлирини елан қилди.

у «баш министир вәкили» вәзиписигә молла муһәммәд һәсәнниң кәлтүрүлгәнликини, муавин баш министир вәкили вәзиписигә молла адуғени бирадәр билән абдусалам һанәфиниң қойулғанлиқини билдүрди.

төвәндики кишиләр талибан һөкүмити ичидин орун алди:

сираҗәддин һакани ички ишлар министири вәкили

әмирхан муттақи ташқи ишлар министири вәкили

дөләт мудапиә министири вәкили муһәммәд йақуп муҗаһид

талибан түнүгүн пәнҗшир вилайитидә мәмликәтлик қаршилиқ көрситиш фиронтиниң рәһбири әһмәт мәсуд күчлири билән болған урушниң ахирлашқанлиқини, районда контроллуқниң пүтүнләй қолға елинғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر