конго демократик җумһурийити пирезиденти феликс түркийәдә зийарәттә болиду

конго демократик җумһурийити пирезиденти феликс тшекеди бүгүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән түркийәдә рәсмий зийарәттә болиду.

1703655
конго демократик җумһурийити  пирезиденти феликс түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә идарисиниң билдүрүшичә, конго демократик җумһурийитидин түркийәгә қилинидиған тунҗи қетимлиқ президент дәриҗилик мәзкур зийарәт җәрйанида җумһур рәис әрдоған билән пирезидент феликс учришиш өткүзүп, икки дөләт мунасивитиниң нөвәттики әһвалиға омумйүзлүк қарап чиқидикән вә һәмкарлиқни йахшилаш йолида ташлинидиған қәдәмләр үстидә музакирә елип баридикән.

җумһур рәис әрдоған билән африқа әллири иттипақиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәватқан конго демократик җумһурийити президенти феликсниң учришиши җәрйанида йәнә, африқа вәзийити вә 3-нөвәтлик түркийә-африқа һәмкарлиқи башлиқлар йиғининиң тәййарлиқ хизмәтлири һәмдә нөвәттики хәлқаралиқ мәсилиләр үстидә пикир алмаштурулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر