һиндистанда хәтәрлик нипаһ вируси йуқуми оттуриға чиқти

һиндистанда бир бала шәпәрәң мәнбәлик нипаһ вируси сәвәбидин қаза қилди.

1703918
һиндистанда хәтәрлик нипаһ вируси йуқуми оттуриға чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: «қуйаш гезити» ниң хәвиригә асасланғанда, кәрала шәһиридә 12 йашлиқ бир бала шәпәрәң мәнбәлик нипаһ вируси билән йуқумланғандин кейин қаза қилған.

сақчилар балиниң өйиниң әтрапидики районларни қамал қилған, малаппурам вә каннур районида җиддий һаләткә өтүлгән.

қаза қилған бала билән алақилашқан 188 кишиниң салаһийити ениқланған вә бу кишиләрниң 20 нәпири «хәтәрлик дәриҗиси йуқири» категорийәсигә киргүзүлгән.

 

кәрала сәһийә министири вена җорҗ бу йуқумлиниш вәқәсиниң шәнбә күни дөләтлик вирус тәтқиқат орни (NIV) тәрипидин җәзмләштүрүлгәнликини ейтти.

нипаһ вируси йеңи типтики таҗисиман вирус (ковид-19) дин 75 һәссә артуқ өлтүргүч вирус болуп, дунйада әң хәтәрлик вирусларниң бири дәп қарилиду.

мутәхәссисләр илгири меңиниң ишип кетиши, қусуш вә тутқақлиқ қатарлиқ кесәллик аламәтлири көрүлидиған бу вирусниң тарқилиш еһтималлиқи барлиқи һәққидә агаһландуруш елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر