талибан меркелни кабулға тәклип қилди

талибан германийә билән күчлүк, шундақла рәсмий дипломатик мунасивәт орнитишни халайдиғанлиқини билдүрүп, баш министир ангела меркелни афғанистанда зийарәттә болушқа тәклип қилди.

1703424
талибан меркелни кабулға тәклип қилди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәниң «билд» гезити, «талибан байанатчиси зәбиһуллаһ муҗаһид баш министирни кабулға тәклип қилди» сәрләвһилик сөһбәт хатирисидә, муҗаһидниң «германийәниң афғанистан билән тарихий вә йахши мунасивити бар. германийә билән күчлүк, шундақла рәсмий мунасивәт орнитишни халаймиз» дегән сөзлиригә орун бәрди.

талибан байанатчиси зәбиһуллаһ муҗаһид, германийә һөкүмитиниң йеңи һөкүмәт (талибан һөкүмити) билән имканийәтниң йар беришичә әң йахши дипломатик мунасивәт орнитишини халайдиғанлиқини тәкитлиди.

у, германийә билән йахши дипломатик мунасивәт орнитиш билән бирликтә, берлин һөкүмитидин сәһийә, ул әслиһә вә маарип саһәлиригә иқтисадий йардәм беришини вә бу саһәләрдә һәмкарлиқ орнитишини халайдиғалиқини әскәртип: «германийә һөкүмитиниң бизгә һәқиқәтән йардәм берәләйдиғанлиқиға ишинимиз» деди.

муҗаһид, билд гезити мухбириниң «германийә баш министири ангела меркелни афғанистанда қизғин қарши аламсиләр?» дегән соалиға «уни дөлитимиздә һәқиқәтән қизғин қарши алимиз» дәп җаваб бәрди.

германийә һөкүмити һәрбий тарқақлаштуруш хизмәтлири ахирлашқандин кейин, афғанистанда ишләйдиған мәмурий хадимларни тарқақлаштуруш мәсилиси тоғрисида талибан билән сөһбәт өткүзүшни башлиғаниди.

германийә һөкүмити йәнә, баш көтүрүш еһтимали болған мусапирлар киризисиниң алдини елиш үчүн афғанистанға инсанпәрвәр йардәм беришни халайдиғанлиқини уқтурғаниди.

германийә һөкүмити талибан кабулни қолға киргүзгәндин кейин у йәрдики әлчиханисини тақивәткән؛ һөкүмәт алаһидә вәкили баш әлчи маркус потзел қатарниң пайтәхти доһаға берип, талибан вәкиллири билән сөһбәт өткүзүшни давамлаштурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر