талибан: биз хитайниң йардимигә еһтийаҗлиқ

талибан байанатчиси забиһуллаһ муҗаһид кабулда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, дунйа дөләтлиридин йеңи дөләтни етирап қилишни тәләп қилди.

1703328
талибан: биз хитайниң йардимигә еһтийаҗлиқ

түркийә авази радийоси хәвири: талибан байанатчиси забиһуллаһ муҗаһид хитай билән болған мунасивәтлири үстидә алаһидә тохтилип: «хитай билән йахши мунасивәтлиримиз бар. хитайниң тәрәққийат үчүн афғанистанлиқлар билән һәмкарлишишини халаймиз. афғанистанқиң тәрәққийатида хитайниң йардимигә еһтийаҗлиқмиз. хитайниң афғанистан һөкүмитини етирап қилишини үмид қилимиз» деди.

у афғанистанда қурулғучи йеңи дөләтниң рәсмий етирап қилинишини үмид қилидиғанлиқлирини билдүрүп: «бу барлиқ афғанистан хәлқиниң һоқуқи. әгәр афғанистандин әндишә қилидиғанлар болса, буни дипломатик йоллар билән асан һәл қилғили болиду. киризис пәйда қилидиған йолда маңмаслиқи керәк. барлиқ дөләтләрниң бизгә достлуқ қолини узитишини вә әлчиханилирини ечишини халаймиз. пүткүл дунйа билән йахши мунасивәтләр орнитишни халаймиз» деди.

у пәнҗшир вилайитидә талибан күчлири контроллуқни қолиға алғандин кейин, районда турмушниң нормаллашқанлиқини билдүрди.

у: «пәнҗширдә уруш рәсмий ахирлашти. пәнҗшир хәлқи башқа афғанистан пуқралири билән тәң һоқуққа игә. һәр қандақ характерлик айримичилиқ қилинмайду» деди.

у уруш җәрйанида районда һәр һечқандақ мал-мүлүккә зийан селинмиғанлиқини әскәртип, пәнҗшир мәсуллириниң район хәлқи арисидин сайлинидиғанлиқини билдүрди.

у бир қанчә күндин буйан районға йемәкликниң кирмигәнликини, әмма һазир турмушниң нормаллишип, йемәклик киришкә башлиғанлиқини қәйт қилди.

у асасий қанун һәққидә мундақ деди:

«дөләт вә хәлқниң мәсилилиригә җаваб берәләйдиған исламий асасий қанун түзүлиду. вақитлиқ һөкүмәт қурулиду вә шу асаста асасий қанунни өзгәртиш вә иқтидарини йахшилаш пурситигә игә болимиз. һазир сайлам йоқ. кейинки һөкүмәт у вақиттики мусапиниң қандақ болидиғанлиқиға қарар қилиду» деди.

у һамид карзайи хәлқара айродуруми тоғрисидики музакирәләрниң давамлишиватқанлиқини билдүрүп: «қатар, түркийә вә әрәб бирләшмә хәлипиликиниң техиникилиқ хадимлири кабул айродурумини қайтидин ечиш үчүн хизмәт ишләватиду. америка қисимлири чекиништин бурун айродурумни еғир бузғунчилиққа учратти.  бу ишғалийәтчиләрниң афғанистан хәлқигә болған ахирқи дүшмәнликини көрситип бериду» деди.

у айродурумда қайтидин хизмәт башлаш ишлири давамлишиватқанда, инсанпәрвәрлик йардәмлириниң келиватқанлиқини, нурғун дөләтләрниң вәдә бәргәнликини вә башқа дөләтләрниңму инсанпәрвәрлик йардәм қилишини үмид қилидиғанлиқлирини қәйт қилди.

у айалларниң һәқ-һоқуқи тоғрисида: «айаллар бизниң җәмийитимизниң бир парчиси. тәләпләргә қулақ салимиз. техи һөкүмәт қурулмиғанлиқи вә бу һәқтә мунасивәтлик мәсуллар вәзипигә тәйинләнмигәнлики үчүн һазирчә тәләпләргә җаваб бериләлмәйватиду. бир аз сәвр қилайли, идарә-органлар қурулғанда, тәләпләргә җаваблар берилиду» деди.

талибан 15-авғуст (2021) кабулни алғандин кейин, бәзи айаллар асасий һәқ-һоқуқлириниң қоғдилишини тәләп қилип намайиш өткүзгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر