радикал йәһудийларниң мәсҗиди әқсаға бесип кириш чақириқи пәләстинни һәрикәтләндүрди

пәләстин йәһудий қанунсиз олтурақлашқучи гуруппиларниң бесип кириш чақириқидин кейин қуддус вә мәсҗиди әқсани қоғдашни тәләп қилиш үчүн ийорданийә қатарлиқ әрәб дөләтлири билән билән маслишиш тиришчанлиқиниң давамлишиватқанлиқини елан қилди.

1703070
радикал йәһудийларниң мәсҗиди әқсаға бесип кириш чақириқи пәләстинни һәрикәтләндүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, ийорданийә қатарлиқ әрәб дөләтлири билән маслишишниң давамлишиватқанлиқи, мәсҗиди әқса, қуддус вә муқәддәс җайларни қоғдашни тәләп қилиш үчүн давамлиқ маслишидиғанлиқи билдүрүлди.

радикал йәһудий гуруппилар узундин буйан әтә башлинип, 27-сентәбиргичә давамлишидиған байрамлирида гуруп шәклидә мәсҗиди әқсаға бесип кириш чақириқи елан қилмақта иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر