әнгилийә авийаматкиси «айал падишаһ елизабет» тунҗи қетим йапонийәдә ләңгәр ташлиди

майда әнгилийәдин йолға чиққан авийаматка пайтәхт токйониң җәнубидики америка деңиз армийә базиси йокосукаға йетип барди.

1702733
әнгилийә авийаматкиси «айал падишаһ елизабет» тунҗи қетим йапонийәдә ләңгәр ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: тошуғучи филот гурупписиниң қомандани стив морхос тивиттердики йазмисида, зийарәтниң мәқсидини әнгилийәниң һинди-тинч окйандики дипломатик, иқтисадий вә бихәтәрлик мунасивитини күчәйтиш вә йапонийә билән  болған һазирқи мунасивәтләрни йеңи бир сәвийәгә көтүрүш вәдиси, дәп тәсвирлиди.

морхос: «парахот әтритиниң бу йәрдә болуши, әнгилийәниң райондики муһим сода йоллириниң әркинлики вә бихәтәрликини қоллиши вә барлиқ дөләтләр нәпкә еришидиған хәлқара системиниң намайәндиси» дегән сөзләрни ишләтти.

парахот әтрити 9-сентәбир йапонийәдин айрилиду.

йапонийәниң дөләтлик радийо истансиси «NHK» ниң хәвиридә, бу зийарәтниң мәқсити «әнгилийәниң асийадики әң йеқин бихәтәрлик шерики йапонийә билән болған икки тәрәплик һәрбий мунасивәтни күчәйтиду» дәп изаһланди.

2017-йили рәсмий хизмәткә кириштүрүлгән вә әнгилийәниң әң чоң авийаматкаси дәп билинидиған «айал падишаһ елизабет» 40 айропиланни елип йүрәләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر