«америка билән начарлишиватқан мунасивәт сөһбәткә сәлбий тәсир көрситиши мумкин»

хитай ташқи ишлар министири ваң йи  америка қошма иштатлири билән барғансери начарлишиватқан мунасивәтләрниң килимат өзгириши сөһбәтлиригә сәлбий тәсир көрситиш еһтималлиқиниң барлиқи тоғрулуқ агаһландурди.

1701545
«америка билән начарлишиватқан мунасивәт сөһбәткә сәлбий тәсир көрситиши мумкин»

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, ваң йи, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң килимат  ишлири алаһидә вәкили кери билән синлиқ көрүшкән.

учришишта, килимат өзгириши мәсилисигә даир мунасивәтләрни техиму кәң даирилик мунасивәтләрдин айрип қариғили болмайдиғанлиқини әскәрткән ваң йи, америка қошма иштатлирини мәвҗут мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш үчүн қәдәм ташлашқа чақирған.

хитай кәспдашлири билән хитайниң тйәнҗин шәһиридә килимат сөһбәтлири тоғрулуқ учришишларда болған кери, америка қошма иштатлириниң пүткүл дунйа билән килимат өзгириши мәсилисидә һәмкарлиқ орнитиш ирадисиниң қәтийликини, һәмдә хитайни булғима қойуп беришни азайтиш үчүн қошумчә тәдбир қоллинишқа тәшвиқ қилғанлиқини ейтти.

хитайниң йәр шари телевизийәси ториниң хәвиригә қариғанда, кери хитайниң  йәр шари характерлик килимат өзгиришигә қарши күрәш тиришчанлиқлирида «дәриҗидин ташқири һалқилиқ рол ойнаватқанлиқи» ни қәйт қилған.

игилинишичә, парник гази қойуп бериш җәһәттә, хитай дунйа бойичә биринчи орунда, америка қошма иштатлири иккинчи орунда туридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر