исраилийә 1 пәләстинликни шеһит қилип, 3 пәләстинликни йаридар қилди

исраилийә әскәрлириниң оқида 1 пәләстинлик шеһит болуп, 3 пәләстинлик йариланди.

1700591
исраилийә 1 пәләстинликни шеһит қилип, 3 пәләстинликни йаридар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстинликләр исраилийәниң ғәззә чеграсида 15 йилдин буйан йолға қойған қамал қилиш һәрикитигә қарши намайиш өткүзди.

исраилийә әскәрлири намайишчиларға һәқиқий оқ етип, мудахилә қилди вә үч пәләстинликни йаридар қилди.

исраилийә әскәрлири әл-бурәйҗ лагериниң шәрқий чеграсида өткүзүлгән намайишқа мудахилә қилиш үчүн йаш аққузуш бомбисиму ишләтти.

исраилийә майда қилған һуҗумидин буйан ғәззәгә таварларниң киришини көрүнәрлик дәриҗидә чәклигән иди. бу иш ғәззәдики иқтисадий вәзийәтниң техиму начарлишишини кәлтүрүп чиқарди.

исраилийә әскәрлири ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта намайишчиларға оқ чиқирип, бир пәләстинликни шеһит қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر