псаки кабул айродоруми мәсилисидә түркийә билән бирликтә тиришиватқанлиқини ейтти

америка, «кабул айродоруминиң актип вә очуқ қилиши үчүн биз түркийә вә қатар билән бирликтә тиришиватимиз» дәп байанат елан қилди.

1700569
псаки кабул айродоруми мәсилисидә түркийә билән бирликтә тиришиватқанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси җен псаки күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, американиң афғанистандин чекиниш җәрйани вә әң йеңи өзгиришләр үстидә тохталди.

пасаки һамид карзайи айродоруминиң очуқ қилишиниң һәммәйләнгә мәнпәәтлик икәнликини тилға елип, «бу йәрдә асаслиқ шерикимиз болған түркийә вә қатар билән хизмәт ишләватимиз, техиму конкрет мәсилә, айродорумниң аммивий қатнишини қайта һәрикәтләндүрүштур. бу арқилиқ пәқәт кишиләрни тарқақлаштурупла қалмай, өз нөвитидә йәнә, дунйа йемәклик программиси қатарлиқ программилар арқилиқ инсанпәрвәрлик йардимини йәткүзүшму мумкин болиду» деди.

псаки американиң афғанистандин чекиниш қарарини қоллайдиғанлиқини тәкитләп, афғанистандин айрилишни халайдиғанларни тарқақлаштуруш мәсилисидә талибан билән сөһбәтниң давам қилидиғанлиқини байан қилди.

байанатчи псаки американиң афғанистан билән болған дипломатик мунасивитини сақлап қелиш үчүн талибанни етирап қилидиған йаки қилмайдиғанлиқиға даир соалға җавап берип, «һәммила әһвалда болғанға охшаш буму шәр – шараитқа бағлиқ, әмма биз һазир бу һөкүмәтни етирап қилишқа алдирап кәтмәймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر