кабулда җиддийчиликләр давам қилмақта
афғанистан пайтәхти кабулдики айродурумиға қилинған һуҗум, һава қалқан системиси тәрипидин тосуп қелинди.
1699639
түркийә авази радийоси хәвири: тарқақлаштуруш хизмәтлири давамлишиватқан кабулдики һамид карзайи айродурумиға бәш ракета етилди. әмма, һава қалқан системиси тәрипидин тосуп қелинди.
һуҗумда, өлүм-йетим һадисиси көрүлмиди.
кабул айродуруми әтрапиға түнүгүн (2021-йили 29-авғуст) қилинған ракета һуҗумида төт кичик балини өз ичигә алған алтә киши җенидин айрилған иди.