австиралийәдә 12 вә униңдин йуқири йаштикиләргә ваксина әмләш тәстиқланди

австиралийәдә файзер-бийонтек (Pfizer/BioNTech) ваксинаси 12 вә униңдин йуқири йаштикиләргә әмлиниду.

1698255
австиралийәдә 12 вә униңдин йуқири йаштикиләргә ваксина әмләш тәстиқланди

түркийә авази радийоси хәвири: австиралийә ваксина әмләш техникилиқ мәслиһәт гурупписи дөләтлик дора тәртипкә селиш идариси файзер-бийонтек ишләпчиқарған вухән вируси (Kovid-19) ваксинасиниң 12 вә униңдин йуқири барлиқ австиралийәликләргә әмләшни тәстиқлиди.

бу һәқтики байанатқа асасланғанда, файзер-бийонтек тәтқиқ қилип йасиған вухән вируси ваксинасиниң 12 вә 15 йаш гурупписидикиләргә әмләш тәстиқланған.

буниңдин илгири 16 йаштин йуқири австиралийәликләргә файзер-бийонтек ваксинаси әмләш тәстиқланған иди.

австиралийә баш министири скот моррисон (Scott Morrison) ниң байанатида, мәзкур қарар нәтиҗисидә, 12 вә униңдин йуқири йаштики барлиқ австиралийәликләрниң файзер-бийонтек ваксинаси әмләш имканийитигә игә болғанлиқини билдүрди.

у 12 вә униңдин йуқири йаштикиләрниң 13-сентәбир (2021) дин башлап ваксина әмлитәләйдиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر