кабулда йүз бәргән һуҗумларниң җавабкарлиқини даеш өз үстигә алди

түнүгүн афғанистанниң пайтәхти кабулда йүз бәргән вә 90 кишиниң җениға замин болған һуҗумларниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алди.

1698201
кабулда йүз бәргән һуҗумларниң җавабкарлиқини даеш өз үстигә алди

түркийә авази радийоси хәвири: һуҗумларниң иккиси , һамид карзаи хәлқара айродуруми әтрапида, бири, бу йәрдики бомба һуҗумлирида қаза қилғанлар вә йариланғанлар елип берилған тунҗи йардәм дохтурханиси әтрапида  йүз бәргәниди.

BBC, террорлуқ һуҗумлирида 13 америка әскирини өз ичигә алған 90 кишиниң қаза қилғанлиқини, 150 кишиниң йариланғанлиқини уқтурди.

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи, һуҗумларда 15 әскәрниңму йариланғанлиқини җакарлиди.

һуҗумларниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алди.

шәһәрдә күн бойи, айрим - айрим 6 партлаш мәйданға кәлди.

бу арилиқта, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин, афғанистан даирилириму видео конферанс васитиси арқилиқ қатнашқан йиғиндин кейин елан қилған байанатида, бу һуҗумни террорлуқ тәшкилати даешниң хорасан гурупписи елип барған, дәп қараватимиз, бу һуҗумларни елип барғанларға дәймәнки, унтумаймиз, кәчүрмәймиз, бәдәл төләткүзимиз» деди.

америка қошма иштатлири мәркизий армийә (CENTCOM) қомандани генерал кеннит маккензи, террорлуқ тәшкилати даешниң һуҗумлириниң давам қилишини күтүватқанлиқлирини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر