путин билән имран хан афғанистан мәсилиси үстидә сөһбәтләшти

русийә пирезиденти владимир путин пакистан баш министири имран хан билән афғанистанниң нөвәттики вәзийити үстидә сөһбәтләшти.

1697581
путин билән имран хан афғанистан мәсилиси үстидә сөһбәтләшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә кремил сарийи пирезидент путин билән пакистан баш министири имран ханниң афғанистан тоғрисида телефонда көрүшкәнликини елан қилди.

кремил сарийиниң бу һәқтики байанатиға асасланғанда, путин билән имран хан: «афғанистанда тинчлиқ вә бихәтәрликни қоллаш, зораванлиқларниң алдини елиш вә барлиқ хәлқләрниң мәнпәәтигә әһмийәт беридиған һөкүмәтниң тәшкиллиниши мәқситидә афғанистанлиқлар ара дийалог өткүзүш керәклики» ни тәкитлигән.

көрүшүштә йәнә, русийә вә пакистан оттурисидики мунасивәтләр музакирә қилиниш билән биргә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң, «районлуқ бихәтәрликни капаләткә игә қилиш вә терроризм билән зәһәрлик чекимлик тәһдитигә қарши күрәш қилиш мәсилиси» дә пүтүн имканийәтлиридин пайдилиниши керәклики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر