хитай американи вухән вирусини сийасийлаштуруш билән әйиблиди

хитай американи вухән вируси (Kovid-19) ниң йилтизиға мунасивәтлик тәтқиқатларни сийасийлаштуруш билән әйиблиди.

1697634
хитай американи вухән вирусини сийасийлаштуруш билән әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқиниң қорал-йарағ контрол қилиш директори фу соң чәт әллик мухбирларниң зийаритини қобул қилғанда, вухән вирусиниң йилтизиға мунасивәтлик америка истихбарат доклати елан қилиништин илгири, американиң вирусниң йилтизи тоғрисида хитайни әйибләп, мәсилини сийасийлаштурғанлиқини билдүрди.

у: «хитайни гунаһ қурбани қилиш, американи ақлийалмайду. әгәр хитайни асассиз әйиблимәкчи болса, хитайдин келидин қайтурма һуҗумға тәййар болушлири керәк» деди.

хитай буниңдин бурун вирусниң йилтизиға мунасивәтлик тәкшүрүшләрни башлаш тәләплирини рәт қилған болуп, хәлқаралиқ бесимларниң күчийиши нәтиҗисидә, дунйа сәһийә тәшкилати һәйитиниң тунҗи варийантлар оттуриға чиққан вухәндә тәкшүрүш елип беришиға рухсәт қилған иди.

бәзи һәйәт әзалири тәкшүрүш басқучида, хитай даирилириниң вухән вирусиға мунасивәтлик тунҗи вәқәләр тоғрисида тәййарланған хуласә доклатлирини вә санлиқ мәлуматларни бәргәнликини, бирақ хам материйалларни ортақлишишни рәт қилғанлиқини елан қилған иди.

һәйәт, вухән вирусиға мунасивәтлик тунҗи вәқә йүз бәргән вухән су мәһсулатлири йемәк-ичмәк базири вә вирусниң тәҗрибиханида сүний усулда йасалғанлиқи һәмдә һадисә йүз бериши түпәйли сиртқа чиқип кәткәнлики тоғрисидики қарашларниң нишани болған вухән вирус иниститутидиму тәкшүрүшләрдә болған иди.

хитай даирилири йуқиридики әйибләшләрни рәт қилип, вухән вирусиниң башқа дөләтләрдә пәйда болғанлиқини вә хитайға експорт қилинған тоңлитилған су мәһсулатлири билән кәлгәнликигә даир испатланмиған қарашларни оттуриға ташлиған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر