кабул айродуруми әтрапида адәм бомба партлиди

бүгүн (2021-йили 26-авғуст) афғанистан пайтәхти кабулда һамид карзайи хәлқара айродуруми җайлашқан районда йүз бәргән партлашта җенидин айрилған америка әскәрлириниң сани 13 кә чиқти.

1698022
кабул айродуруми әтрапида адәм бомба партлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка таратқулири кабулдики партлашта җенидин айрилғанлар саниниң 13 икәнликини елан қилди. бирақ, әлҗәзирә телевизийәси җенидин айрилғанлар саниниң 25 кә, йариланғанлар саниниң 90 ға чиққанлиқини хәвәр қилди.

бирләшмә агентлиқи (Associated Press) нам-шәрипини ашкарилашни халимиған америка мәсуллириниң, «террорлуқ һуҗуминиң террорлуқ тәшкилати даеш тәрипидин қилинғанлиқиға қәтий ишинидиғанлиқлири» ни ейтқанлиқини билдүрди.

америкалиқ йәнә бир мәсул хадим, «биринчи қол доклатларда, адәм бомба һуҗуминиң йүз бериши мумкинликиниң әскәртилгәнлики» ни қәйт қилди.

кабулда бу җәрйанда йәнә, йеңи партлаш авази аңланди.

ақсарай пирезидент җо байдинниң партлаштин кейин, алаһидә әһвалда йиғилидиған ишханиға (Situation Room) кәлгәнликини вә шу йәр вақти 11:30 да исираилийә баш министири нафтали беннет билән өткүзүлидиған учришишниң кечиктүрүлгәнликини елан қилди.

америка таратқулири пирезидент байдинниң рәпиқиси җил байдин (Jill Biden) ниң 1-сентәбир (2021) қилидиған бир қетимлиқ сайаһитиниңму кечиктүрүлгәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر