чегра еғизлиридики афғанистанлиқлар чеградин өтүш үчүн күтүп турмақта

талибан афғанистанда контроллуқни қолиға алғандин кейин, чегра еғизлириға топланған афғанистанлиқларниң, пакистан чеграсидики күтүши давамлашмақта.

1697120
чегра еғизлиридики афғанистанлиқлар чеградин өтүш үчүн күтүп турмақта
afganistan-pakistan siniri bayrak.jpg
afganlar pakistan siniri1.jpg
afganlar pakistan siniri.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан даирилири икки дөләт оттурисидики муһим чегра еғизлиридин бири болған тархамда, давалиниш үчүн пакистанға бармақчи болған афғанистанлиқларниң чеградин өтүшигә рухсәт қилинғанлиқини билдүрди.

даириләр һәр күни тәхминән 1500 дин артуқ афғанистанлиқниң өз дөлитигә қайтиватқанлиқини, тәхминән 250-200 афғанистанлиқниң пакистанға давалиниш үчүн чеградин өтүватқанлиқини әскәртти.

чеграниң афғанистан тәрипидә, бәзи афғанистанлиқлар пакистанға бериш үчүн давамлиқ күтүп турмақта.

пакистанда 3 милйондин артуқ афғанистанлиқ панаһлиниватқан болуп, һөкүмәт йеңи мусапирлар долқуниға қарши чегра еғизини тақиған вә йәнә мусапир қобул қилмайдиғанлиқини уқтурған иди.

талибанниң афғанистанда пәнҗшир вилайитидин башқа җайларни контроллуқи астиға елиши, чегра еғизлириғиму тәсир қилди. чегра еғизлиридики афғанистан байриқиниң орниға, талибан байрақлири алмаштурулди. чегра еғизлириниң бихәтәрликини талибан сақлашқа башлиди.

район хәлқи талибанниң 16-авғуст (2021) чегра еғизидики байрақларни алмаштурувәткәнликини қәйт қилмақта.

15-авғуст кабулни қоршавға алған талибан, афғанистан пирезиденти әшрәф ғени қечип кәткәндин кейин, һөкүмәт күчлириниң кабулдин айрилиши билән шәһәрни оқ чиқармастин өткүзүвалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر