америка хитайға наразилиқ билдүрди

америка қошма иштатлири муавин пирезиденти камала һаррис хитайниң җәнубий хитай деңизидики дәпсәндичиликлириниң «зорлаш» вә «тәһдит» ни өз ичигә алидиғанлиқини ейтти.

1696541
америка хитайға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: һаррис, шәрқий җәнубий асийа зийарити даирисидә йетип барған сингапорда бәргән байанатида, хитайниң җәнубий хитай деңизидики паалийәтлириниң «зорлаш» вә «тәһдит» ни өз ичигә алидиғанлиқини билдүрүп хитайни агаһландурди, һәмдә америка қошма иштатлириниң бу райондики иттипақдашлирини хитайниң паалийәтлиригә қарши қоллайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «хитайниң, җәнубий хитай деңизиниң көп қисмида бесим ишлитишкә урунуватқанлиқи, һәйвә көрситиватқанлиқи вә һәқ тәләп қилишни давамлаштуруватқанлиқи бизгә айандур.»

хитайниң қаидә-бәлгилимиләргә асаслинидиған түзүмгә давамлиқ бузғунчилиқ қилиш вә дөләтләрниң игилик һоқуқиға тәһдит селиш һәрикәтлирини изчил давамлаштуруватқанлиқини әскәрткән һаррис, хитайдин келидиған тәһдитләр алдида, америка қошма иштатлириниң иттипақдашлири вә һәмраһлирини қоллайдиғанлиқини қәйт қилди.

һинди-тинч окйан районини «дөләтниң бихәтәрлики вә гүллинишидә интайин муһим» дәп атиған һаррис, байдин һөкүмитиниң һинди-тенч окйан истиратегийәсини түзүп чиққанлиқини тәкитләп мундақ деди: «әркин бир асийа-тинч окйанни қоғдаш үчүн шәрқий җәнубий асийадики иттипақдашлиримиз вә һәмраһлиримиз билән бирлик асасида һәрикәт қилишимиз бизгә нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر