борел:  афғанистандин йәнә 260 киши тарқақлаштурулди

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җозеф борел йавропа иттипақиниң йәрлик хадимлири вә уларниң йеқин – йоруқлиридин тәшкил тапқан йәнә 260 кишиниң афғанистандин тарқақлаштурулғанлиқини ейтти.

1696543
борел:  афғанистандин йәнә 260 киши тарқақлаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: борел, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «йавропа иттипақи әтрити вә кабулдики һәмраһларниң кишиләрни бихәтәр җайға йәткүзүштики  адәттин ташқири дәриҗидики хизмәтлиридин миннәтдармиз, йәрлик хадимлиримиз вә вә уларниң йеқин – йоруқлиридин тәшкил тапқан йәнә 260 киши йавропаға йетип кәлди, йаки йолға чиқти, инсанларни бихәтәр қилидиған паалийәтләр үзлүксиз давамлишиду.»

пайтәхт кабулни қоршав астиға алған талибан, 15 – авғуст йәкшәнбә күни, пирезидент әшрәф ғениниң дөләтни тәрк етиши вә һөкүмәт күчлириниң пайтәхттин айрилишидин кейин, шәһәрни тоқунушсиз һалда контрол астиға алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر