иран һазирқи басқучта талибанни рәсмий етирап қилмайдиғанлиқини ейтти

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси сәйид хатибзадә афғанистандики йеңи өзгиришләрни әстайидиллиқ билән көзитиватқанлиқини вә барлиқ тәрәпләр билән алақилишватқанлиқини , әмма һазирқи басқучта талибанни рәсмий етирап қилмайдиғанлиқини ейтти

1695954
иран һазирқи басқучта талибанни рәсмий етирап қилмайдиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: сәйид хатибзадә афғанистанлиқлар оттурисидики тинчлиқ сөһбитигә төһпә қошушқа тәййар икәнликини тәкитләп, «биз һәр қайси тәрәпләрни афғанистанда зораванлиқтин сақлинишқа, муқимлиқ вә тинчлиққа қарап илгириләшкә һәмдә бу пурсәттин пайдилинип афғанистанниң нопус вә миллий қурулмисини әкс әттүридиған очуқ- ашкара, һесаб берәләйдиған бир һөкүмәт қурушқа чақиримиз» деди.

сәйид хатибзадә иранниң афғанистанда һакимийәтни тартивалған талибанни етирап қилидиған йаки қилмайдиғанлиқиға даир соалға җаваб берип, «биз һазир у басқучта әмәс, афғанистанниң кәлгүси һөкүмитини қарарлаштуруш техи бәк балдурлуқ қилиду. афғанистан хәлқиниң һайати, мал-мүлүк вә иззәт-һөрмитини қоғдаш, афғанистанниң һәрқайси гуруппилири оттурисида кәң даирилик сөһбәт елип бериш вә һәммини өз қойниға алалайдиған бир һөкүмәтниң қурулуши бизниң һазирқи муһим ишимиздур» деди.

сәйид хатибзадә йәнә, иранниң ливанни бензин билән тәминләштә көрүлгән мәсилигә даир соалғиму җаваб берип, әгәр ливан еһтийаҗлиқ болса, ливанни қайтидин нефит билән тәминләйдиғанлиқини ейтти.

талибан афғанистанниң пайтәхти кабулни қоршавға алғандин кейин, 15-авғуст пирезидент әшрәф ғәниниң дөләтни ташлап чиқип кетиши билән шәһәрни тоқунушмайла контроллуқи астиға алған иди.


خەتكۈچ: #талибан , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر