германийә пуқралирини өзбекстан арқилиқ тарқақлаштурди

германийә йеқинқи бир һәптидә афғанистандики 2 миңдин артуқ кишини өзбекстан арқилиқ тарқақлаштурғанлиқини билдүрди.

1695712
германийә пуқралирини өзбекстан арқилиқ тарқақлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәниң өзбекстан пайтәхти ташкәнттики әлчиханиси афғанистандики кишиләрниң тарқақлаштурулушиға мунасивәтлик мәлуматларни елан қилди.

германийә әлчиханисиниң бу һәқтики байанатида, өткән һәптидә германийә вә йавропа иттипақидики бәзи дөләтләрниң пуқралири һәмдә афғанистанлиқларни өз ичигә алған 2 миңдин артуқ кишиниң өзбекстан арқилиқ тарқақлаштурулғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, ташкәнт айродурумида йемәк-ичмәк вә тиббий буйумлар билән тәминләнгән кишиләрниң вухән вируси (Kovid-19) ға мунасивәтлик тәкшүрүшләр ахирлашқандин кейин, мәхсус айропиланлар билән германийәгә йолға селинғанлиқи әскәртилди.

байанатта, кабул билән ташкәнт оттурисидики тарқақлаштуруш хизмәтлириниң германийә армйәсиниң айропиланлири билән елип берилғанлиқи вә һазирғичә 18 қетим айропилан сәпириниң қилинғанлиқи қәйт қилинди.

өзбекстан пирезиденти шәвкәт мирзайев өткән һәптә германийә пирезиденти франк волтер стейнмейир (Frank-Walter Steinmeier) вә баш министир меркел билән телефонда көрүшүп, афғанистандики германийә пуқралирини өзбекстан арқилиқ тарқақлаштурушни музакирә қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر