кабулдин айрилишни халайдиған афғанистанлиқлар үмид чириғиниң йенишини күтмәктә

талибанлар һакимийәтни тартивалған афғанистанда дөләттин арилишни халайдиған афғанистан пуқралириниң кабулдики һамид карзаи хәлқара айродуруминиң дәрвазилири алдида үмид чириғиниң йенишини күтүши давамлашмақта.

1694920
кабулдин айрилишни халайдиған афғанистанлиқлар үмид чириғиниң йенишини күтмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: йашанғанлар, айаллар вә балиларниму өз ичигә алған миңларчә киши, уда 5 күндин буйан дөләттин чиқип кетиш үчүн айродурумға елинишни күтмәктә.

паспорти вә белити барларла таллинип бир – бирләп кирәләйдиған дәрвазилардин кирип «үмид сәпири» гә атлинишни нишан қиливатқан афғанлар, сим тосуқлар вә сепилларниң арқисида сақлитилмақта.

айродурум вә әтрапиниң бихәтәрликигә мәсул чәт әл әскәрлириниң контроллуқидики дәрвазиларниң алдидики начар шараитниң тәсиригә болупму бовақлар вә балилар учримақта.

йәкшәнбә күни, пайтәхт кабулни қоршав астиға алған талибан, пирезидент әшрәф ғениниң дөләтни тәрк етиши вә һөкүмәт күчлириниң пайтәхттин айрилишидин кейин, шәһәрни тоқунушсиз һалда контрол астиға алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر