йавропа иттипақи түркийәниң ваксина гуваһнамисини етирап қилишни қарар қилди

йавропа иттипақи түркийә қатарлиқ үч дөләтниң ковед-19 ваксина гуваһнамисини етирап қилишни қарар қилди.

1693965
йавропа иттипақи түркийәниң ваксина гуваһнамисини етирап қилишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитети, түркийә, шималий македонийә вә украинаниң ковед-19 ваксина гуваһнамисини етирап қилишни қарар қилди.

байанатта, қарарниң 20 – сентәбирдин етибарән күчкә игә болидиғанлиқиға ишарәт қилинип, үч дөләтниң йавропа иттипақи ваксина гуваһнамиси системисиға бағлинидиғанлиқи, берилгән ваксина гуваһнамилириниң «йавропа дигитал ковед гуваһнамиси» билән охшаш алаһидиликләргә игә болидиғанлиқи вә йавропа иттипақи дөләтлиридә қобул қилинидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر